түркийә чағдаш йипәк йоли билән техиму муһим орунға игә болиду

пирофессор доктор софуоғлу йеңи йипәк йолиниң әмәлгә ешиши билән, түркийәниң иқтисадий җәһәттинла әмәс, бәлки сийасий җәһәттиму зор мувәппийәтләргә еришидиғанлиқини билдүрди.

746034
түркийә чағдаш йипәк йоли билән техиму муһим орунға игә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: сакарйа универстети тарих бөлүминиң оқутқучиси пирофессор доктор әбубәкир софуоғлу, түркийәниң җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң қатнишишида бейҗиңда имзаланған йеңи йипәк йоли лайиһәси билән җуғрапийәлик байқашлардин кейин йоқитип қойған иқтисадий вә сийасий үстүнлүкини қайта қолға киргүзидиғанлиқини ейтти.

1453-йили истанбул пәтһи қилинғандин кейинки мусапиләрдә қара деңиз вә ақдеңизниң «түрк көли» болғанлиқини хатириләткән софуоғлу, османли империйәсигә баҗ төләшни халимиған ғәрб дөләтлириниң «билидиған йоллардин билмәйдиған нишанларға йетиш» пәлсәпәсиниң түрткисидә һәрикәт қилип, йеңи җуғрапийәлик байқашларға йүзләнгәнликини билдүрди.

пирофессор әбубәкри софуоғлу ғәрбниң җуғрапийәлик байқашлири билән османли империйәсигә иқтисадий җәһәттин зийан бериштә мувәппәқийәт қазанғанлиқини ейтти. у: «улар османли империйәсини оттуридин сиқип чиқириветишниң йолини тапқан иди. мундақчә ейтқанда, испанийә, фирансийә вә италийәдин парахотқа басқан малларни җәбилтариқ боғузидин өткүзүп, африқиниң ғәрбидин җәнубқа, андин бивастә һиндистанға вә хитайға апиришниң йолини тапти. шуниң билән, ғәрбниң америкиниң бай болушини капаләткә игә қилидиған әң муһим амил һәрикәткә өткән болди. бу уларни интайин бай қилди. чүнки һечқандақ күч уларниң алдида қарши туралмиди. улар шундақ қилип, йеңи дунйаниң мал-дунйа, байлиқлирини күчиниң беричә йөткиди» деди.

софуоғлу төмүр йипәк йоли лайиһәсиниң әмәлгә ешиши билән, түркийәниң муһим артуқчилиққа игә болидиғанлиқини әскәртип, мундақ деди:

«бейҗиңдин бесилған мал лондонға һазирқи әһвалда төт һәптидин сәккиз һәптигичә болған арилиқта йетип барса, әмди 12-10 күндә йетип бариду. калампай парахотлар орнини тез пойизға өткүзүп бериду.»

софуоғлу дәсләптә түркийәни бу лайиһәниң сиртида қалдуруш үчүн 18 күнлүк москва арқилиқ өтидиған линйәни өз ичигә алған башқа йоллар үстидә баш қатурулғанлиқиниму алаһидә тилға алди. у мундақ деди:

«йавропалиқлар истанбулда икки қитәни бирләштүридиған 3-боғуз көврүкиниң йасилишға бу сәвәбтин қарши чиқти. түркийәниң тез пойиз линйәлирини йасишини халимиди. бирақ, истанбулдин өтмигән барлиқ йоллар техиму қиммәт вә техиму узун. йипәк йоли аридин 500 йил өткәндин кейин, қайтидин анадолу арқилиқ бейҗиңдин лондонға тутишиду. түркийә бу нуқтида интайин муһим орунға игә болиду. түркийә техиму көп сода байлиқлири вә сода артуқчилиқлириға игә болиду. буниңдин башқа, түркийә сийасий қәрт ойнаш һоқуқиниму қолға кәлтүриду. бу линйәниң немәтлиридин пайдиланған һечқандақ дөләт түркийәгә халимиған ишни қилдуралмайду, түркийәни биарам қилидиған һечқандақ қәдәмни ташлийалмайду. түркийәни иқтисадий җәһәттинла әмәс, бәлки охшаш вақитта йәнә сийасий җәһәттиму мувәппәқийәткә ериштүриду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر