уйғур аптоном районниң ул әслиһә қурулуши лайиһәлири ишқа кириштүрүлиду

уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт бу йилқи ул әслиһә қурулуши лайиһәлиригә 1.5 тирилйон йүән (218 милйард доллар) мәбләғ аҗритиду.

655914
уйғур аптоном районниң ул әслиһә қурулуши лайиһәлири ишқа кириштүрүлиду

түркийә авази радийоси хәвири: аптоном районлуқ һөкүмәт бу һәқтә елан қилған доклатида, 2017 – йиллиқ районлуқ тәрәққийатни җанландуруш үчүн бултурқиға қариғанда % 50 көп мәбләғ аҗритишниң пиланлиниватқанлиқини, бу даиридә болупму қатнашқа бәкрәк әһмийәт берилидиғанлиқини  уқтурди.

доклатта, 1.6 милйон кивадрат километирлиқ саһәни өз ичигә алидиған ул әслиһә қурулуши лайиһәлири даирисидә дөләтлик таш йол қурулуши лайиһәлиригә 29.1 милйард доллар, төмүр йоли лайиһәлиригә 5 милйард доллар, пайтәхт үрүмчидики айродурум лайиһәсигә 3 милйард доллар аҗритилидиғанлиқи әскәртилди.

йәрлик һөкүмәт бултур қатнаш вә енергийә саһәлиридики 62 лайиһә үчүн 145 милйард доллар мәбләғ аҗратқаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر