татаристан иқтисади түркийәниң мәблиғи билән йахши тәрәққий қиливатиду

дөлитимиз җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған рәсмий зийарәт үчүн түркийәгә кәлгән татаристан пирезиденти рүстәм минниханов билән көрүшти.

631385
татаристан иқтисади түркийәниң мәблиғи билән йахши тәрәққий қиливатиду

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған күллийәдә татаристан пирезидентини күтүвалди. икки рәһбәрниң көрүшүши җумһур рәислик күллийәсидә ахбаратқа йепиқ шәкилдә өткүзүлди вә тәхминән 40 минут давамлашти. иқтисад министири ниһат зәйбәкчи көрүшүштә биргә болди.

татаристан пирезиденти минниханов түркийә-татаристан сода-санаәт мунбири йиғиниға қатнашти вә сөз қилди. у түркийәлик сода-санаәтчиләрниң татаристанда тәхминән 2 милйард долларлиқ мәблиғи барлиқини билдүрүп: «татаристан иқтисади түркийәлик сода-санаәтчиләрниң салған мәблиғи сайисидә барғансери тәрәққий қиливатиду» деди.

у түркийә ширкәтлириниң татаристанда ишләпчиқарған мәһсулатларниң пәқәт татаристан вә русийә тәвәсидила әмәс, бәлки башқа дөләтләргиму експорт қилинидиғанлиқини ейтти. у виза рәсмийәтлирини әмәлдин қалдуруш мәсилисидә, русийәниң әнқәрәдики әлчиханиси билән ортақ хизмәтләрни ишләватқанлиқлирини әскәртип, көп қетимлиқ кириш-чиқиш виза усулиниң йахши таллаш йоли икәнликини қәйт қилди.

у авийатсийә қатнишиниң әһмийити үстидә тохталди вә түрк һава йоллири ширкити билән көрүшүп, икки тәрәпкә һәптиниң һәммә күнлири һава сәпири башлаш тәлипини йәткүзгәнликини әскәртти.

татаристан җумһурийити селинма тәрәққийат агентлиқиниң башлиқи талийа минуллина, татаристанға селинған чәт әл мәблиғи ичидә түркийәниң алдинқи орунда туридиғанлиқини билдүрди. минуллина бу һәқтә тохтилип: «мәбләғ мәсилисидә түркийәлик сода-санаәтчиләр наһайити тез қарар бериду вә бу қарарлар тезликтә әмәлгә ашурулиду. мундақчә ейтқанда, қарар бериш басқучи билән ишләпчиқиришқа өтүш басқучи арисидики вақит наһайити қисқа. түркийә бу мәсилидә, ишниң әһлидур» деди.

минуллина мәбләғ селишта, сәһийә саһәсигә әһмийәт бериливатқанлиқини, нефит-химийә, енергийә вә машинсазлиқ қатарлиқ саһәргиму мәбләғ селиниватқанлиқини билдүрди.       



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر