истанбулниң истиқлал кочисида бомба һуҗуми қилған террорчи мана мундақ қолға елинди

түркийә авази радийоси хәвири: террорчи қолға елинған һәрикәтниң тунҗи көрүнүшлири оттуриға чиқти.

истанбул бәйоғлуда 6 киши қаза қилип, 81 киши йариланған террорлуқ һуҗумиға мунасивәтлик кәң көләмлик тәкшүрүшни башлиған сақчилар, террорчини тутуш һәрикити елип барди.

ички ишлар министири сулайман сойлу истиқлал кочисида тәкшүрүш елип барғандин кейин бомба орунлаштурған кишиниң  назарәткә елинғанлиқини елан қилған иди.