әрдоған: һөрмәтлик трамп, қуддус мусулманларниң қизил сизиқидур

әрдоған америкиниң исраилийәдики әлчиханисиға алақидар қарариға наразилиқ билдүрди. у мундақ деди: 

 

америкиниң қуддусни исраилийәниң пайтәхти, дәп етирап қилишқа тәййарлиниватқанлиқи тоғрисидики хәвәләрни көрүп қайғурғанлиқимни йәнә бир қетим изһар қилишни халаймән.

һөрмәтлик трамп, қуддус мусулманларниң қизил сизиқидур.

пәләстин хәлқиниң җараһәтлиридин қан еқиватқан бир пәйттә исраилийәни қоллаш маһийитидә бундақ бир қарарниң чиқирилиши, йалғуз хәлқара қанунға хилаплиқ қилишла әмәс, инсанлиқ виҗданиғиму урулған бир еғир зәрбидур.

ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң нөвәтчи рәиси болуш сүпитимиз билән бу мәсилини адаққичә тәқип қилимиз.

әгәр мушундақ бир қәдәм ташлинип қалса, дәрһал 5 – 10 күн ичидә истанбулда ислам һәмкарлиқ тәшкилати башлиқлар йиғини чақиримиз.

пүткүл ислам дунйасини һәрикәтләндүримиз вә пәқәт буниң биләнла болди қилмаймиз.

бу бизниң исраилийә билән дипломатик мунасивәтләрни үзүшимизгичә берип тақилиши мумкин.