түркийә шиветсийә вә финландийә билән нато келишими тоғрисида сөзлишиду

түркийә, шиветсийә вә финландийә ийундики шималий атлантик әһди тәшкилати — нато башлиқлар йиғинида бир рамка келишими имзалиғанда, бу икки сикандинавийә дөлити натоға кириш йолиға маңди, дәп қаралғаниди.

әгәр бу икки дөләт келишимдики вәдилирини әмәлгә ашурса, түркийәму уларни қоллайдиған болғаниди. бирақ, түркийә әмәлдарлириниң сөзлиригә қариғанда, келишимниң түзүлүп икки айдинму кейинму азрақ илгириләш болмиған.