түркийә һәсәл ишләпчиқиришта дунйа бойичә иккинчи орунда туриду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә һәсәл ишләпчиқиришта дунйа бойичә иккинчи орунға өтти.

2013-йили башланған һәсәл ормини һәрикәт пиланиниң 2018 вә 2019-йиллиридиму давамлаштурулидиғанлиқи билдүрүлди.

бу саһәдә һәсәл орманлири билән йезиларниң кирим мәнбәлири хиллаштурулуп һәсәл ишләпчиқириш миқдарини ашуруш мәқсәт қилиниду.

һазирғичә 369 һәсәл ормини бәрпа қилинди,2018 вә 2019-йиллирида йәнә 54 һәсәл ормини бәрпа қилиш пиланланмақта.  

һәсәл ишләпчиқиришиға әһмийәт берип келиватқан түркийә, бу саһәдә дунйа бойичә иккинчи болди.

һәсәл експорти 5 йилда 5 һәссә ашти.

түркийәниң тәбиий байлиқи мол болуп, бу байлиқларни дөләт иқтисадиға пайдилиқ һаләткә кәлтүрүш үчүн нурғун пилан-лайиһәләр оттуриға қойулуп тәдбиқ қилинмақта. һәсәл ормини һәрикәт пилани даирисидә 369 һәсәл ормини бәрпа қилинип һәсәл ишләпчиқарғучиларниң пайдилинишиға ечиветилди.

бу лайиһәниң мивеси көрүлүшкә башлиди.

нөвәттики мәқсәт болса һәсәл ишләпчиқиришта дунйада иккинчи орунда туридиған түркийәни һәсәл експортида әң йуқири пәллигә йәткүзүштин ибарәт.

йиллиқ оттуричә 150миң тонна һәсәл ишләпчиқирилидиған түркийәдә тәхминән 7 милйон 700 миң һәсәл көники бар вә 150миңдәк аилә һәсәлчилик билән шуғуллиниду.