түрк әскәрлири идлибқа қарап атланди

түркийә танкилири рәйһанлидики оғулпинар йезисиға йеқин җайдики чегра сақчи понкитидин өтти. түрк әскәрлири җилвәгөз чегра еғизидин өтүп идлибқа бериш үчүн оғулпинарға орунлашти. нурғун танка вә һәрбий аптомобил рәйһанлидики кушакли йезисиға йеқин җайдики чеграға йөткәлди.