сүрийәдә америка – түркийә 2 – ортақ чарлаш һәрикити башланди

 

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә армийәси вә америка қисимлири сүрийәдә фират дәрйасиниң шәрқий қисмида бихәтәр район қуруш тунҗи басқучлуқ һәрикити даирисидә, қуруғлуқтин 2ортақ чарлаш һәрикитини башлиди.

шанлиурфаниң ақчәқәлә наһийәсиниң 15 келометир шәрқидә түрк байрақлири есилған 4 биронивик аптомобилдин тәшкилләнгән түрк армийә әтрити, ортақ чарлаш һәрикитигә қатнишиш үчүн чеградин өтүп, америка қисимлири әтрити билән учрашти. 

түркийә армийәси вә америка қисимлири тәлабйад әтрапида қуруғлуқтин бирликтә чарлаш елип бариду.

чеграниң нол нуқтисида нурғунлиған мухбирлар әһвалларни көзәтмәктә.

түркийә армийәси вә америка қисимлири буниңдин илгириму бир қетим қуруғлуқтин ортақ чарлаш елип барған болуп, 6 қетим ортақ тик учар билән һәрикәт қилған иди.

фират дәрйасиниң шәрқидә 8синтәбирдә тунҗиси ишқа ашқан ортақ чарлаш һәрикити тәхминән 3 саәт давамлашқан иди.