сарайниң ләззәтлири (11) – балли (һәсәл арилаштурулған) мәһмудийә

османли сарийиниң бир – биридин есил таамлириниң пишурулуш усуллирини силәр билән ортақлишидиған «сарайниң ләззәтлири (сарайниң мәззилик таамлири)» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки санида, силәрни анадолу қәһримани баттал ғазиниң туғулған йурти малатйаға елип баримиз вә бу һәптилик тамиқимиз османли султани иккинчи мәһмудниң әң йахши көридиан тамиқи «балли мәһмудийә»ни 382 йиллиқ силаһтар (қорал йасиғучи) мустапа паша карвансарийида тәййарлаймиз.

 

бу тамақни тәййарлаш үчүн кетидиған нәрсиләр:

1 килогирам сөңәксиз тоху көкрики вә пут гөши

100 гирам гүлә

150 гирам сериқ май

оттураһал чоңлуқтики бир данә лимон

50 гирам ақланған бадам

50 гирам қуш үзүми

туз вә тарчин

бир қошуқ һәсәл

бу тамақниң қандақ пишурулидиғанлиқини уста ашпәз – күлтүр тәтқиқатчиси һөрмәтлик йунус әмрә аккорниң чүшәндүрүши арқилиқ өгинимиз. өгинишимизни бирликтә малатйани сәйлә қилип болғандин кейин башлаймиз... қени мәрһәмәт!