сарайниң ләззәәтлири (6)– мутанҗана

османли сарийиниң бир – биридин есил таамлириниң пишурулуш усуллирини силәр билән ортақлишидиған «сарайниң ләззәтлири (сарайниң мәззилик таамлири)» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки санида, силәрни османли империйәсиниң иккинчи пайтәхти әдирнә шәһиригә елип берип, әдирнә сарийи ашханисиниң алдида «мутанҗана» намлиқ тамақниң пишурулуш усуллирини һузуруңларға сунимиз.

 

бу тамақни тәййарлаш үчүн кетидиған нәрсиләр:

бир килограм тоғралған қой гөши

бир килограм кичик баш пийаз

үч тамақ қошуқи сериқ май

бир тамақ қошуқи ун

икки истакан су

туз

бир татлиқ қошуқи сумак (сир дәрихи әзмиси)

бир чимдим зәнҗивил

бир тамақ қошуқи һәсәл

төт данә әнҗүр қеқи

50 грам ақланған бадам    

50 грам қурутулған қара үзүм

 

 

бу тамақниң қандақ пишурулидиғанлиқини уста ашпәз – күлтүр тәтқиқатчиси һөрмәтлик йунус әмрә аккорниң чүшәндүрүши арқилиқ өгинимиз. өгинишимизни бирликтә әдирнәни сәйлә қилип болғандин кейин башлаймиз... қени мәрһәмәт