қибрис тинчлиқ һәрикитиниң 48-йиллиқи тәбрикләнди

шималий қибрис түрк җумһурийити пайтәхти ләфкошадики ататүрк хатирә сарийида, қибрис тинчлиқ һәрикитиниң 48-йиллиқи тәбрикләнди.

тәбрикләш мурасими һөрмәттә туруш вә истиқлал маршиниң оқулуши билән башланди. шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татар хатирә сарийидики мәхсус дәптәргә беғишлима йазди.