вашингтон 58-қетимлиқ қәсәм бериш мурасимиға тәййарланди

вашингтон шәһири тунҗиси 1789-йили өткүзүлгән қәсәм берип, һоқуқ тапшурувелиш мурасиминиң 58-қетимлиқиға тәййарланди. алди билән, обама вә трамп ақсарайда көрүшиду. арқидин, трамп шу йәр вақти чүш билән америка алий сот мәһкимисиниң сотчиси җон робертсниң алдида инҗил тутуп қәсәм бериду. бирақ, йәнә бир тәрәптә 200 миң америка айаллири намайиш қилиду. бу қетимқи мурасимға 200 милйон доллар хәҗләнди.