сарайниң ләззәтлири – 23

османли империйәси ашханилирида муһим орун тутидиған «доғаплиқ гөш қорумиси» етиш усули.

османли империйәси ордисиниң ашханилириниң мәшһур тамақлиридин бирини силәргә тонуштуридиған пирограммимизниң бу һәптики бөлүмидә, биз силәрни әскишәһирниң әң кона олтурақ районлиридин отун базирини сәйлә қилдуримиз.

 баш ашпәз - ашпәзлик сәнити тәтқиқатчиси йунус әмрә аккор әпәндим,  бу һәптики тамиқимиз «доғаплиқ гөш қорумиси» қоруш усулини чүшәндүриду.

                 

«доғаплиқ гөш қорумиси» үчүн керәклик болған материйаллар төвәндикичә:

 

  • бир йерим килогирам пақлан гөши
  • 150 гирам  сериқ май
  • 3 истакан доғап
  • бир данә лимон
  • туз
  • қаримуч

           

бу тамақниң қандақ тәййарлинидиғанлиқини, баш ашпәз – ашпәзлик сәнити тәтқиқатчиси һөрмәтлик йунус әмрә аккор әпәндимниң чүшәндүрүши арқилиқ силәргә тонуштуруштин бурун, силәрни әскишәһирниң отун базирини қисқичә айландуруп чиқмақчимиз.