сарайниң ләззәтлири- 18 / беһилик, пийазлиқ гөш қорумиси

османли империйәси сарийиниң  мәшһур таамлиридин «беһилик, пийазлиқ гөш қорумиси» тәййарлаш усули.

османли империйәси сарийи ашханилириниң мәшһур тамақлиридин бирини силәргә тонуштуридиған пирограммимизниң бу һәптики бөлүмидә, биз силәргә, «дунйаниң 8 – мөҗизиси» сүпитидә қобул қилинған,  йәр йүзидә һәм мәдәний һәм тәбиий гүзәллик җәһәттин қош мирасқа игә 36 нуқтидин биири болған памукқәләдики дәнизлини йәнә бир қетим сәйлә қилдуримиз. баш ашпәз - ашпәзлик сәнити тәтқиқатчиси йунус әмрә аккор әпәндим,  дәнизлидики 120 йиллиқ қуналғуниң қорусида,  бу һәптики тамиқимиз «беһилик, пийазлиқ гөш қорумиси» ни тәййарлаш усулини чүшәндүриду.

         

бу тамақ үчүн керәклик болған материйаллар төвәндикичә:

 

  • бир көргәзмә пақлан гөши
  • бир данә беһи
  • икки қошуқ сериқ май
  • анар шәрбити
  • 250 гирам пийаз
  • қизилуч
  • қаримуч
  • чөл рәйһини
  • туз
  • шекәр

 

бу тамақниң қандақ етилидиғанлиқини, баш ашпәз – ашпәзлик сәнити тәтқиқатчиси һөрмәтлик йунус әмрә аккор әпәндимниң чүшәндүрүши арқилиқ силәргә тонуштуруштин бурун, силәрни дәнизли вә памукқәләни қисқичә айландуруп чиқмақчимиз.