мәккә мукәррәмә һаҗи намзатлири билән толуп ташти

түркийә авази радийоси хәвири: мусулманлар  мәккидә һәҗ пәрзини ада қилиш үчүн топлинишқа башлиди

алдинқи йили һәҗ җәрйанида йүз бәргән ичинишлиқ вәқәдин кейин сәуди әрәбистан мәсуллири бихәтәрлик хизмәтлирини ашуруп, 1 милйон 400 миң хаҗи намзатини күтивилишқа тәййарлиқ қилди.

бу йил түнҗи қетим һаҗи намзатлириға хусусий мәлуматлири қәйт қилинған електронлуқ биләйзук тақилиду.

дунйа бойичә әң чоң йеғилиш болупму һесаблинидиған һәҗ ибадити шәнбә күни башлиниду.