полшада иккинчи дунйа урушидин қалған бир бомба тепилди

полшаниң шималидики бийалстокта иккинчи дунйа урушидин қалған бир бомбиниң партлап кетиш хәвпи сәвәбидин 10 миң адәм тарқақлишишқа мәҗбур болди. бомбиниң еғирлиқи 500 килогирам келидиған болуп, ичидики партлиғучи маддиниң еғирлиқи 250 килогирам келидикән.