һәләбтики пуқраларни йөткәйдиған аптобуслар йетип барди

 

түркийә авази радийоси хәвири: һәләбтики пуқраларни йөткәш үчүн аптобуслар күтүп турмақта.

һәләбтики пуқраларни вә қозғилаңчиларни йөткәш үчүн күтүлгән аптобуслар сүрийә һөкүмити қисимлириниң контироллуқидики районниң йөткәш нуқтиси болған «рамусәһ»кә йетип барди.

йешил вә ақ рәңлик аптобуслардин тәшкил тапқан чоң карван, йолни ечиш үчүн кәлгән топа иттириш машинисиниң һәмраһлиқида әтигән сәһәрдила  «рамусәһ»кә йетип барди.

сүрийәлик қозғилаңчилар йиллардин буйан давамлишиватқан тоқунушқа хатимә бәргән уруш тохтитиш келишими билән һәләбтин чекинишкә тәййарлиқ қилмақта.

йәнә бир тәрәптин 5 йилдин буйан давамлишиватқан ички урушта башшар әсәд әң чоң ғәлибини алқиниға киргүзгән болди.