әрдоған бакуда килимат өзгириши йиғиниға қатнашмақта
дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған әзәрбәйҗанниң пайтәхти бакуда чақирилған бирләшкән дөләтләр тәшкилати дунйа рәһбәрлири килимат өзгириши башлиқлар йиғиниға қатнашмақта.
2209224
түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған ислам һәмкарлиқ тәшкилати вә әрәб әллири иттипақиниң пәвқуладдә бирләшмә йиғинидин кейин әзәрбәйҗанға йетип барди.
әрдоған бакуда әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонйо гутеррес тәрипидин қарши елинди.
җумһур рәис әрдоған бакуда чақирилған 29 – нөвәтлик дунйа рәһбәрлири килимат өзгириши башлиқлар йиғинида иштиракчиларға хитаб қилиду һәмдә йиғин давамида икки тәрәплик көрүшүшләрни елип бариду.
көрүшүшләрдә дөләтләр ара мунасивәтләр, ғәззә вә ливандики өзгиришләрни өз ичигә алған хәлқаралиқ һәм районлуқ мәсилиләр музакирә қилиниду.