әрдоған: нетанйаһу җавабкарлиққа тартилиду

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған исраилийә баш министири бенйамин нетанйаһу вә ғәззәдики ирқий қирғинчилиққа дахил болғанларниң төкүлгән һәр бир тамчә қан үчүн җавабкарлиққа тартилидиғанлиқини ейтти.

2140005
әрдоған: нетанйаһу җавабкарлиққа тартилиду

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) дики гуруппа йиғинида қилған сөзидә, исраилийәниң ғәззәдә уда 7 айдин буйан үзлүксиз давамлишиватқан ирқий қирғинчилиқиға йәнә бир қетим наразилиқ билдүрүп мундақ деди:

«нетанйаһу вә ғәззәдики ирқий қирғинчилиққа дахил болғанларниң һәммиси төкүлгән һәр бир тамчә қан үчүн җавабкарлиққа тартилиду. бизму ирқий қирғинчиларниң қанун алдида җаваблиққа тартилишиға капаләтлик қилиш үчүн уларни давамлиқ көзтимиз. һечким <исраилийә ғәззәдә мәңгү қалиду> дәп хата ойлап қалмисун. әгәр бу азғун дөләтни, бу террорчи дөләтни <тохтап тур> демисә, һаман бир күни <вәдә қилинған земинлар> хам хийалиниң қаймуқтуруши билән диққитини анадолуға ағдуриду.»

әрдоған һәм мустәқиллиқи үчүн күрәш қиливатқан һәмдә анадолуни қоғдаватқан пәләстин қаршилиқ һәрикити (һамас) ни давамлиқ қоллайдиғанлиқлирини ейтти.

у исраилийә тәрәпниң тәтүр тәшвиқатлириға наразилиқ билдүрүп мундақ деди:

«сийонист (әсәбий йәһудий) қатиллар вә уларниң гумаштилириниң бизни һуҗум нишани қилиши бизни қилчә қорқуталмайду, һәтта қилимизниму тәвритәлмәйду, әксичә бу биз пәхирләнгән һалда көкрикимизни керип қизғин қарши алидиған шәрәп бәлгиси һесаблиниду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر