түркийә голландийә баш министириниң нато баш катипи болушини қоллайду

түркийә голландийә баш министири марк руттениң шималий атлантик әһди тәшкилати- натониң баш катипи болушини қоллайдиғанлиқини тәшкилатниң башқа әзалириға билдүрди.

2133432
түркийә голландийә баш министириниң нато баш катипи болушини қоллайду

түркийә авази радийоси хәвири: рутте алдинқи һәптә истанбулда дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған  билән көрүшкән вә түркийәдин өзиниң шималий атлантик әһди тәшкилати-натониң баш катипи болушини қоллишини тәләп қилғаниди.

түркийә шималий атлантик әһди тәшкилати әзалириға руттени қоллайдиғанлиқини йәткүзди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған 26 – апрел күни (2024)ғ түркийәдә зийарәттә болған голландийә баш министири марк рутте билән ваһдәттин сарийида айрим көрүшкәниди.

голландийә баш министири марк рутте җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән бирликтә өткүзгән қошма ахбарат елан қилиш йиғинида, натониң җәнубий қанитиниң түркийә вә түркийәниң рәһбәрликигә моһтаҗ икәнликини тәкитләп мундақ дегәниди:

«түркийә (хәлқаралиқ һалқилиқ мәсилиләрдә) һәл қилғуч рол ойнаватиду. мәсилән, ғәззә киризисини һәл қилиш үчүн наһайити зор тиришчанлиқ көрситиватиду. шуниң билән бир вақитта, украинадики дәһшәтлик урушқа хатимә берилишини әмәлгә ашуруш йолида наһайити зор тиришчанлиқларни көрсәтмәктә. бу җәһәттә сиз муһим рол ойнаватисиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر