җәвдәт йилмаз: тәрәққийат йоли лайиһәси йеңи бир нәпәс болиду

муавин җумһур рәис җәвдәт йилмаз тәрәққийат йоли лайиһәсиниң түркийә вә пүткүл район үчүн йеңи бир нәпәс болидиғанлиқини билдүрди.

2133104
җәвдәт йилмаз: тәрәққийат йоли лайиһәси йеңи бир нәпәс болиду

түркийә авази радийоси хәвири: муавин җумһур рәис җәвдәт йилмаз т р т хәвәр қанилиниң пирограммисида «тәрәққийат йоли лайиһәси» һәққидә муһим мәлуматларни бәрди вә соалларға җаваб бәрди.

у җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң ирақта елип барған зийаритиниң икки дөләт оттурисдики сода мунасивәтлиригә қандақ тәсир көрситидиғанлиқиға даир соалға җаваб бәргәндә, түркийәниң ирақ билән көп тәрәплимилик мунасивәтләргә игә икәнликини билдүрди.  

у бихәтәрлик, террорлуққа қарши күрәш вә енергийә билән бирликтә икки дөләт оттурисидики содиниң интайин муһимлиқини тәкитләп, зийарәтниң әң һалқилиқ күнтәртипиниң тәрәққийат йоли лайиһәси болғанлиқини ейтти.

у бу лайиһәниң түркийә вә пүткүл район үчүн йеңи бир нәпәс йоли болидиғанлиқини әскәртип: «түркийә бу лайиһә арқилиқ истратегийәлик орнини техиму йуқири көтүриду» деди.

у тәрәққийат йоли лайиһәсиниң һәмкарлиқ нуқтисидин муһимлиқини тәкитләп: «зиддийәт, уруш - җедәл, етник бөлүнүшләр, мәзһәп тоқунуши ... буларниң һечкимгә пайдиси йоқ. бизниң қилишқа тегишлик ишимиз һәм бихәтәрлик, һәм иқтисад җәһәттә техиму көп һәмкарлиқ орнитиштур. мән ишинимәнки, биз буни әмәлгә ашурған тәқдирдә, районда башқичә бир сәвийәгә келимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر