истанбул айродуруми йәнә йавропа бойичә әң ават айродурум болди

истанбул айродуруми 8-апрелдин 14-апрелғичә болған арилиқта күнигә оттуричә 1428 учуш билән йавропа бойичә әң ават айродурум болуп баһаланди.

2131901
истанбул айродуруми йәнә йавропа бойичә әң ават айродурум болди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа авийатсийә бихәтәрлики тәшкилатиниң 8-апрелдин 14-апрелғичә болған мәзгилдики йавропа авийатсийә доклати елан қилинди.

доклатқа қариғанда, истанбул айродуруми бу мәзгилдә күнигә оттуричә 1428 учуш билән йавропа бойичә ават айродурумлар ичидә биринчи орунда турған, 2023-йилдики охшаш мәзгилдикигә селиштурғанда учуш қетим санини% 10 ашурған, шуниң билән, дунйадики әң ават 10 айродурумниң биригә айланған.

истанбул айродурумидин қалса, амистердам счипһол айродуруми күнигә 1343 учуш билән иккинчи, лондон хисров айродуруми күнигә 1311 учуш билән үчинчи болған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر