җәвдәт йилмаз руминийәдә зийарәттә болиду

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) муавин җумһур рәиси җәвдәт йилмаз бүгүн руминийәдә дөләт ишлири зийаритидә болиду.

2131781
җәвдәт йилмаз руминийәдә зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: йилмаз зийаритиниң иккинчи күни, йәни 26-апрел руминийә һөкүмәт бинасида руминийә баш министири марсел сиолаку билән айрим вә һәйәтләр ара учришишларни елип бариду, ахирида руминийә пирезиденти клаус йоһаннис тәрипидин қобул қилиниду.

у йәнә шу күни дирагалинадики қарадеңиз-подисор тәбиий газ туруба линийәси лайиһәсини ишқа кириштүрүш мурасимиға қатнишиду һәмдә мәҗидиййә районидики омнийа кирахмал завутидики ишчилар билән көрүшиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر