әрдоған өсмүрләр һәйитини җумһур рәислик мәһкимисидә қарши алди

әрдоған җумһур рәислик мәһкимисидә миллий маарип министири йүсүп тәкинниң һәмраһлиқидики кичик өсмүрләрниң зийаритини қобул қилди.

2131356
әрдоған өсмүрләр һәйитини җумһур рәислик мәһкимисидә қарши алди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған: «тарихимиздики мушундақ муһим бир күнниң (23-апрелниң) балиларға совға қилиниши тасадипийлиқ әмәс, әлвәттә. бу дөлитимизниң пәқәтла балиларға әмәс, бәлки өз кәлгүсигиму әһмийәт бәргәнликиниң ипадисидур» деди.

әрдоған балиларға хитаб қилип, 23-апрел дөләт игилик һоқуқи вә балилар байримини тәбриклиди.

әрдоған түркийәдики өсмүрләр билән бирликтә пүтүн дунйадики барлиқ өсмүрләрниң байримида өсмүрләрни җумһур рәислик мәһкимисидә қарши алғанлиқидин интайин хушал болғанлиқини ипадиләп,  дунйадики барлиқ өсмүрләргә сөйгүлирини йоллиди.

әрдоған түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) ниң тунҗи рәиси, мустәқиллиқ урушиниң баш қомандани вә җумһурийәтниң қурғучиси ғази мустапа камал ататүрк қатарлиқ түркийәниң һазирқи әһвалға келишидә төһписи болған барлиқ кишиләрни һөрмәт билән әсләйдиғанлиқини тилға алди вә 23 - апрелда балилар байрими билән тәң түркийә бүйүк милләт мәҗлиси ечилғанлиқиниң 104 - йиллиқиниму тәбрикләйдиғанлиқини әскәртип йәнә мундақ деди:

«тарихимиздики бундақ муһим бир күнниң кәлгүсимизниң капалити болған өсмүрләргә совға қилиниши тасадипийлиқ әмәс, әлвәттә. бу дөлитимизниң пәқәтла балиларға әмәс, бәлки өз кәлгүсигиму әһмийәт бәргәнликиниң ипадисидур. бизму  түркийә әсри тәсәввурини сизләргә аманәт қилдуқ. түркийә җумһур рәиси болуш сүпитим билән һәр бириңларниң бу аманәткә әң гүзәл шәкилдә игә чиқидиғанлиқиңларға ишинимән»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر