әрдоған германийә пирезиденти франк валтер стейнмейерни җумһур рәислик сарийида қарши алиду

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийәдә рәсмий зийарәттә болуватқан германийә пирезиденти франк валтер стейнмейер билән көрүшиду.

2131311
әрдоған германийә пирезиденти франк валтер стейнмейерни җумһур рәислик сарийида қарши алиду

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси учур - алақә идарисиниң байанатида, әрдоғанниң тәклипигә бинаән түркийәдә рәсмий зийарәттә болуватқан стейнмейерни җумһур рәислик сарийида күтүвалидиғанлиқи билдүрүлди.

рәсмий учришишта, түркийә - германийә икки тәрәплик мунасивәтлири һәрқайси җәһәттин әтраплиқ музакирә қилиниду вә һәмкарлиқни йәниму тәрәққий қилдуруш үчүн қилишқа тегишлик хизмәтләр баһалиниду.

учришишта йәнә, исраилийәниң пәләстин земиниға қиливатқан вәһшийанә һуҗумлири, районниң йеңи вәзийити, украина билән росийә оттурисида давамлишиватқан уруш вә түркийә-йавропа иттипақи мунасивәтлиридин башқа, хәлқаралиқ вә район характерлиқ мәсилиләрму  музакирә қилиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر