сәдат өнал: б д т системиси һәммигә вәкиллик қилиши керәк

түркийәниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида турушлуқ даимий вәкили, баш әлчи сәдат өнал бирләшкән дөләтләр тәшкилати системисини һәммигә вәкиллик қилидиған шәкилдә ислаһ қилишқа еһтийаҗ барлиқини ейтти.

2131279
сәдат өнал: б д т системиси һәммигә вәкиллик қилиши керәк

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң вашингитонда турушлуқ баш әлчиси сүпитидә вәзипигә тәйинләнгән сәдат өнал рәпиқиси фигән өнал билән бирликтә түркөйи бинасида хушлишиш зипайити бәрди. зийапәткә көп сандики дөләтләрниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида турушлуқ даимий вәкиллири, бирләшкән дөләтләр тәшкилати әмәлдарлири, дипломатлар вә түркийә-америка җәмийитидики меһманлар қатнашти.

сәдат өнал бу йәрдә қилған сөзидә мундақ деди:

«қандақ болушидин қәтийнәзәр, бирләшкән дөләтләр тәшкилати дәвримиздики биз дуч келиватқан мәсилиләргә тақабил турушта әң муһим дунйави тәшкилат болуштәк ролини изчил җари қилдурмақта.»

«болупму йеқинқи тарихта йүз бәргән бәзи мәғлубийәтләргә қаримай үмид чириғи техи өчкини йоқ. шуни алаһидә тәкитләп өтимәнки, һалқилиқ мәсилиләрдә биз чоқум ортақ тонушни турғузушимиз керәк.»

«бирләшкән дөләтләр тәшкилати системисини һәммигә вәкиллик қилидиған шәкилдә ислаһ қилишқа еһтийаҗ бар.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر