әрдоған ирақ зийаритини тамамлиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған ирақтики зийаритини утуқлуқ ахирлаштуруп, түркийәгә қайтип кәлди.

2130972
әрдоған ирақ зийаритини тамамлиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған ирақ корд районлуқ һөкүмити рәиси нәчирван барзани, баш министири мәсрур барзани вә уларниң һәмраһлиқидки вәкилләр өмики билән ирақниң әрбил шәһиридә көрүшүп, район, хәлқара вә терроризмға қарши күрәш мәсилилири бойичә сөһбәтләшти.

җумһур рәис әрдоған учришишта, ирақниң күндин-күнгә зораванлиқтин йирақлашқанлиқини көрүшниң кишини хушал қилидиғанлиқини билдүрүп, п к к террорлуқ тәшкилатини күнтәртиптин чиқирип ташлаш вақтиниң йетип кәлгәнликини, түркийәниң террорлуққа қарши һәмкарлиқиға алаһидә әһмийәт беридиғанлиқини вә уни техиму йуқири пәллигә көтүрүш ирадисиниң қәтий икәнликини оттуриға қойди.

җумһур рәис әрдоған ирақ билән интайин кәң даирилик қануний келишимләрниң имзаланғанлиқини вә бу һәмкарлиқ пиланиниң ирақ корд районлуқ һөкүмити райониниму өз ичигә алидиғанлиқини билдүрди.

пайтәхт бағдадта имзаланған рамка келишими арқилиқ дунйаға елан қилинған «тәрәққийат йоли» түриниң пүткүл ирақниң параванлиқи вә тинчлиқиға хизмәт қилидиғанлиқини тәкитлигән җумһур рәис әрдоған, бағдад вә әрбил һөкүмәтлириниң үчинчи тәрәпләрниң арилишишлириға йоқ қоймай, сағлам сөһбәт вә хизмәт линийәси тәсис қилиши керәкликини тәкитлиди.

түркийәниң ирақ корд районлуқ һөкүмити билән болған сода мунасивитини илгири сүрүш арзусини тилға алған җумһур рәис әрдоған, дәрәҗик-зәти таможна еғизидин машиниларниң өтүшигә рухсәт қилишниң муһимлиқини әскәртти.

у йәнә, райондики түркмәнләрниң һоқуқи вә мәнпәәтиниң, болупму уларниң сийасий вәкиллик һоқуқиниң қоғдилидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини билдүрди.

ирақ корд районлуқ һөкүмитиму җумһур рәис әрдоғанниң зийарити һәққидә йазма байанат елан қилди؛ байанатта, ирақ корд районлуқ һөкүмити рәиси нәчирван барзани вә баш министири мәсрур барзаниниң җумһур рәис әрдоған билән көрүшүп, түркийә билән һәр саһәдики мунасивәтни тәрәққий қилдурушни халайдиғанлиқини билдүргәнликини, қийин вақитларда ирақ корд районлуқ һөкүмитигә қилинған йардәмләр һәмдә орнитилған һәмкарлиқлар үчүн, түркийәгә миннәтдарлиқ билдүрүлгәнлики қәйт қилинди.

җумһур рәис әрдоған ирақтики зийаритини тамамлап пайтәхт әнқәрәгә қайтип кәлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر