түркийә-америка терроризмға қарши күрәш кеңәш йиғини вашингтонда ечилди

түркийә билән америка қошма иштатлири терроризмға қарши күрәш мәсилиси бойичә кеңәш йиғини өткүзди.

2130995
түркийә-америка терроризмға қарши күрәш кеңәш йиғини вашингтонда ечилди

түркийә авази радийоси хәвири: дипломатик мәнбәләрдин игиләнгән учурларға қариғанда, мартта америка пайтәхти вашингтонда чақирилған түркийә-америка истратегийәлик механизми даирисидә һасил қилинған келишимниң роһиға асасән, икки  дөләт оттурисидики терроризмға қарши күрәш мәсилиси тоғрисидики кеңәш йиғини икки тәрәпниң ташқи ишлар министирлиқлириниң рийасәтчиликидә 22-апрел пайтәхт әнқәрәдә ечилған.

йиғин җәрйанида, түркийә тәрәпниң америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқиниң терроризмға қарши күрәш мәсилиси маслаштурғучиси баш әлчи елизабет ричардниң түркийә зийарити вә ишқа ашурулған сәмимий пикир алмаштурушлардин мәмнун болғанлиқи қәйт қилинған.

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқиида түркийә вә американиң мунасивәтлик органлириниң иштирак қилиши билән өткүзүлгән йиғинда, п к к/ й п г/ п й д, DHKP/C, даеш вә фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати (фәтө) қатарлиқ түркийәниң дөләт бихәтәрликигә мунасивәтлик нурғун мәсилиләр музакирә қилинған.

түркийәниң террорлуққа қарши туруш тәҗрибиси мол вә бу күрәшни қәтийлик билән давамлаштуруватқан бир дөләт болуш сүпити билән, иттипақдашлири вә террорлуққа қарши турушқа бәл бағлиған барлиқ дөләтләр билән террорниң һәр хил шәкил вә ипадилиригә қарши турушта сәмимий һәмкарлиқини давамлаштуридиғанлиқи байан қилинған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر