түркийә-гиретсийә ишәнч турғузуш йиғини атинада ечилди

түркийә-гиретсийә ишәнч турғузуш тәдбирлири йиғини атина (афина)да өткүзүлди.

2131006
түркийә-гиретсийә ишәнч турғузуш йиғини атинада ечилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи байанат елан қилип, йеңи бир нөвәтлик түркийә-гиретсийә ишәнч турғузуш тәдбирлири йиғининиң гиретсийә дөләт мудапиә министирлиқиниң саһибханлиқида пайтәхт афенада ечилғанлиқини уқтурди.

баш әлчиләр вә йуқири дәриҗилик һәрбий әмәлдарлар қатнашқан йиғинда, тәрәпләр илгири мақулланған 2024-йиллиқ ишәнч турғузуш тәдбирлиригә қайта қарап чиқти һәмдә 2025-йилидики йолға қойуш пиланлирини музакирә қилди.

«йиғин иҗабий кәйпийат ичидә өткүзүлди» дейилгән байанатта, түркийә тәрәпниң келәр қетимлиқ учришишқа саһибханлиқ қилидиғанлиқиға ишарәт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر