сүрийә вә ирақниң шималида террорчиларға зәрбә берилди

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати — п к к / й п г ниң ирақниң шималида 15, сүрийәниң шималида 4 әзаси уҗуқтурулди.

2131047
сүрийә вә ирақниң шималида террорчиларға зәрбә берилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи байанат елан қилип, түркийә армийәсиниң п к к / й п г ниң ирақниң шималида байқалған 15 әзаси билән сүрийәниң шималида байқалған төт әзасини уҗуқтурғанлиқини уқтурди.

байанатта: «шеһитлиримиз үчүн, хәлқимиз үчүн пүтүн күчимиз билән күрәш қилишни давамлаштуримиз. террорчилар өзлирини күтүп туруватқан муқәррәр ақивәттин қечип қутулалмайду» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر