түркийә билән америка террорлуққа қарши күрәш кеңишини башлиди

түркийә билән америка террорлуққа қарши күрәш кеңишини мартта (2024) америкада өткүзүлгән истратегийәлик механизм йиғини билән қошуп қайта башлиди.

2130576
түркийә билән америка террорлуққа қарши күрәш кеңишини башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә билән америка террорлуққа қарши күрәш кеңишини башлиди. бу даиридә, америка ташқи ишлар министирлиқиниң террорлуққа қарши күрәш маслаштурғучиси елизабет ричард музакирә үчүн әнқәрәгә йетип кәлди.

кеңишиш даирисидә, террорлуққа мунасивәтлик тәшкиллик җинайәтләргә қарши күрәш шундақла сүрийә вә ирақтики п к к, д һ к п -җ вә даеш қатарлиқ террорлуқ тәшкилатлириға қарши күрәш музакирә қилиниду.

түркийә билән американиң террорлуққа қарши күрәштики һәмкарлиқини кеңәйтиш вә күчәйтиш үчүн йолға қойулидиған тәдбирләргә әтраплиқ қарап чиқилиду.

йәршари пул-муамилә йоллириниң террорлуқ тәшкилатлири тәрипидин сүйиистемал қилинишиниң алдини елиш усуллириму күнтәртиптә болиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر