шимшәкниң америка зийарити давамлашмақта

түркийә җумһурийити хәзинә вә малийә министири мәһмәт шимшәкниң америка қошма иштатлиридики дөләт ишлири зийарити давамлашмақта.

2130470
шимшәкниң америка зийарити давамлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: хәзинә вә малийә министири шимшәк зийарити даирисидә, америка қошма иштатлири муавин малийә министири валли адейемо билән көрүшти.

америка қошма иштатлири малийә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта билдүрүлүшичә, шимшәк билән адейемо дунйа иқтисадиниң һазирқи әһвали вә америка қошма иштатлири – түркийә иқтисадий мунасивәтлири һәққидә өзара пикир алмаштурған.

учришишта, сода вә мәбләғ селишни чоңқурлаштуруштин башқа, пул ақлаш вә терроризмниң иқтисадий мәнбәсигә қарши ортақ күрәш қилиш қатарлиқ мәсилиләрму музакирә қилинған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر