өнҗү кәчәли: «номус қилишқа тигишлик тәрәп, исраилийә даирилиридур»

ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси өнҗү кәчәли, исраилийә ташқи ишлар министириниң иҗтимаий таратқудаһәмбәһирлигән йазмисға җаваб қайтурди.

2130228
өнҗү кәчәли: «номус қилишқа тигишлик тәрәп, исраилийә даирилиридур»

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси өнҗү кәчәли, исраилийә ташқи ишлар министириниң иҗтимаий таратқуда елан қилған йазмисға җавабән: «номус қилишқа тигишлик тәрәп көпинчиси кичик балилар вә айаллар болуп, җәмий 35 миңға йеқин пәләстинликни қирғин қилған исраилийә даирилиридур» деди.

өнҗү кәчәли исраилийә министириниң X иҗтимаий алақә суписида һәмбәһирлигән йазмисиға җаваб қайтурди.

өнҗү кәчәли иҗтимаий таратқу һесабида һәмбәһирлигән җавабида «номус қилишқа тигишлик тәрәп, көпинчиси кичик балилар вә айаллар болуп, җәмий 35 миңға йеқин пәләстинликни қирғин қилған исраилийә даирилиридур» деди һәмдә исраилийә һөкүмәт әзалириниң күн тәртипини өзгәртиш урунушлириниң нәтиҗигә еришәлмәйдиғанлиқини тәкитлиди.

өнҗү кәчәли түркийәниң әң муһим ишиниң ғәззәдики қирғинчилиқни ахирлаштуруш вә пәләстин дөлитини қуруш арқилиқ районда мәңгүлүк тинчлиқ орнитиш икәнликини тәкитләп, бу йөнилиштә давамлиқ тиришишни вә исраилийә садир қилған җинайәтләргә мунасивәтлик пакитларни байан қилишни давамлаштуидиғанлиқини билдүрди.

исраилийә ташқи ишлар министири йисраил катз җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған вә һамас сийасий бийруси рәиси исмаил һәнийәниң рәсимини X иҗтимаий алақә суписида һәмбәһирләп, һақарәт вә төһмәтләргә толған ениқлимиларни йазған иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر