әрдоған мисир ташқи ишлар министири самиһ шукри билән көрүшти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түнүгүн (20- апрел) истанбул долмабаһчә сарийидики ишханисида мисир ташқи ишлар министири самиһ шукри вә униң һәмраһлиқидики һәйәт билән көрүшти.

2130222
әрдоған мисир ташқи ишлар министири самиһ шукри билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә идарисиниң иҗтимаий алақә һесабида һәмбәһирлигән хәвиригә асасланғанда, түркийә билән мисирниң икки тәрәплик мунасивәтлири, исраилийәниң ғәззәгә қиливатқан вәһшийанә һуҗумлириға мунасивәтлик йеңи вәзийәт шундақла хәлқаралиқ вә район характерлик мәсилиләр музакирә қилинған.

әрдоған исраилийәниң пәләстин хәлқигә қаратқан вәһшийанә һуҗуминиң давамлишишиға әгишип, җиддийчилик вә тоқунушниң районға кеңийип кетиш хәвипи барлиқини билдүрүп, пүткүл районниң тоқунуш патқиқиға петип қелишиниң алдини елиш үчүн исраилийә-иран җиддийчиликини азайтишниң моһимлиқини һәмдә буниң үчүн ислам дөләтлириниң ортақ тиришишиниң толиму зөрүрликини билдүрди.

җумһур рәис әрдоған мәңгүлүк һәл қилиш чариси үчүн еһтийатчанлиқ билән һәрикәт қилиш вә истратегийәлик әқил ишлитишниң һайатий дәриҗидә муһимлиқини тәкитләп, исраилийәниң ғәззәдики зулумини ахирлаштуруш үчүн, алди билән җиддий мәңгүлүк уруш тохтитиш вә инсанпәрвәрлик йардәмлириниң ғәззәгә тосалғусиз йәткүзүлишини ишқа ашуруш керәкликини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر