әрдоған роминийә президенти килаус йоһаннис билән телефонлашти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түнүгүн роминийә президенти килаус йоһаннис билән телефонлашти.

2130114
әрдоған роминийә президенти килаус йоһаннис билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси байанат елан қилип, җумһур рәис әрдоған билән роминийә пирезиденти килаусниң икки дөләт мунасивити, район вә йәршариви мәсилиләр тоғриида сөзләшкәнликини билдүрди.

байанатта көрситилишичә, җумһур рәис әрдоған сөһбәт җәрйанида, икки дөләтниң йуқири қатламлиқ дийалогни күчәйтиши керәкликини, икки дөләт оттурисида йуқири қатламлиқ истратегийәлик һәмкарлиқ кеңиши механизми орнитишниң пайдилиқ болидиғанлиқини тәкитлигән.

йоһаннисниң шималий атлантик әһди тәшкилати — нато баш катип намзатлиқи күнтәртипкә кәлгән телефон сөһбити җәрйанида, җумһур рәис әрдоған натоға терроризмни өз ичигә алған дунйави вә район характерлик доел елан қилишларға қарши нато дөләтлириниң бихәтәрлики вә мәнпәәтигә хизмәт қилидиған, натониң бирликини күчәйтидиған, һәмкарлиқ роһини қоғдап мустәһкәмләйдиған, натониң мудапиә вә бихәтәрликкә мунасивәтлик кеңәшләрдики асаслиқ ролини муһим орунға қойидиған бир баш катипниң сайлиниши керәкликини билдүргән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر