әрдоған иран-исраилийә оттурисидики җиддийчилик һәққидә байанат елан қилди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған нә иранниң нә исраилийәниң һазирға қәдәр һәйран қаларлиқ һечқандақ байанат елан қилмиғанлиқини ейтти.

2129944
әрдоған иран-исраилийә оттурисидики җиддийчилик һәққидә байанат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған истанбулда мухбирларниң соаллириға җаваб бәргәндә, исраилийә билән иран оттурисидики җиддийчилик һәққидә тохтилип мундақ деди:

«исраилийә билән иран охшимиған көз қарашларни оттуриға қойуватиду. исраилийә тәрәптә иранға қаритилған һуҗумниң җавабкарлиқини һечким өз үстигә алмайватиду, бу һәқтә һәр икки тәрәптә һәйран қаларлиқ һечқандақ байанатму йоқ. иранниң байанатлирини тоғра дегили болмайду, дәрвәқә исраилийәниң байанатлири тоғрисидиму бир нәрсә дегили болмайду. (исраилийә тәрәп иранға қилинған һуҗум тоғрисида байанат елан қилиши үчүн) америка қошма иштатлирини алдинқи пиланға чиқириватиду.»

иран таратқулири иран һава армийәси базиси җайлашқан испаһан өлкисиниң шәрқий шималида партлаш аңланғанлиқини хәвәр қилип узун өтмәй пайтәхт теһран, испаһан, шираз вә иранниң бәзи җайлирида айропилан сәпәрлириниң тохтитилғанлиқини билдүргәниди.

америка таратқулири исраилийәниң иран территорийәсигә һуҗум қозғиғанлиқини хәвәр қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر