әрдоған: нетанйаһу иран-исираилийә җиддийчиликиниң җавабкари

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған иран-исираилийә җиддийчиликиниң бирдинбир җавабкариниң баш министир нетанйаһу икәнликини ейтти.

2128637
әрдоған: нетанйаһу иран-исираилийә җиддийчиликиниң җавабкари

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған исираилийә баш министири нетанйаһуниң иран-исираилийә җиддийчиликиниң бирдинбир җавабкари икәнликини билдүрүп: «ғәззәдә зулум вә ирқий қирғинчилиқ тохтимиғичә районимизда йеңи җиддийчиликләрниң йүз бериши муқәррәр» деди.

рәҗәп таййип әрдоған түнүгүн (16-апрел) кабент йиғинини ахирлаштуруп муһим байанатларни елан қилди.

у тел авив билән теһран оттурисида күчийиватқан җиддийчлик үстидә тохтилип: «ғәззәдә 193 күндин буйан дунйаниң көз алдида ирқий қирғинчилиқ йүргүзгән вә буниңға қарши қозғалған амминиң бесимини азайтиш үчүн һәр түрлүк һийлә-нәйрәңләрни ишләткән нетанйаһуниң дәл өзи. 13-апрел кечиси һәммимизни әнсирәткән җиддийчилик (иранниң исираилийә қилған һава һуҗуми) ниң биринчи җавабкари нетанйаһу вә униң көзи қанға толған һөкүмитидур» деди.

у түркийәниң, болупму йеқинқи икки күндин буйан ғәззәдики қәтлиамларниң арқа пиланға өтүп қалмаслиқи үчүн дипломатик тиришчанлиқларни күчәйтиватқанлиқини билдүрүп: «отни техиму улғайтиш вә нетанйаһу һөкүмитиниму тохтимай илһамландуруш һечкимгә пайда елип кәлмәйду. ғәззәдә зулум вә ирқий қирғинчилиқ тохтимиғичә районимизда йеңи җиддийчиликләрниң йүз бериши муқәррәр» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر