ирақниң шималида йәнә 5 террорчи бир тәрәп қилинди
ирақниң шималидики гара районида ениқлап чиқилған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси йәнә 5 террорчи һава һәрикити нәтиҗисидә бир тәрәп қилинди.
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқиниң аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә бу һәқтә елан қилинған байанатида мундақ дейилди:
«терроризмни өз мәнбәсидә йоқитиш нишан қилинған һәрбий һәрикәтлиримиз қәтий ирадә билән кәскин давамлашмақта. ирақниң шималидики гара районида ениқлап чиқилған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси йәнә 5 террорчи һава һәрикити нәтиҗисидә бир тәрәп қилинди. терроризмни үзүл – кесил йоқитиш нишан қилинған һәрбий һәрикәтлиримиз изчил давамлишиду.»
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
түркийәниң авийатсийә саһәси мулазимитидә рекорт йаритилди
апрел ейида түркийә миқйасидики айродурумларда 18 милйонға йеқин йолучи тошулди.
әзәрбәйҗан баш министири түркийәдә зийарәттә болмақта
әзәрбәйҗан баш министири әли әсәдоф түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болмақта.