фидан баас билән көрүшти

ташқи ишлар министири хақан фидан (15-апрел) америка ташқи ишлар министирлиқиниң мәмурий ишлар мәслиһәтчиси вә сийасий ишлар мәслиһәтчи вәкили җон баас (John Bass) билән көрүшти.

2128078
фидан баас билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министирлиқи екс (X) бетидә байанат елан қилип, хақан фиданниң пайтәхт әнқәрәдә зийарәт болуватқан америка ташқи ишлар министирлиқиниң мәмурий ишлар мәслиһәтчиси вә сийасий ишлар мәслиһәтчи вәкили җон баас билән көрүшкәнликини билдүрди.

муавин ташқи ишлар министири бурак акчапарниң тәклипигә бинаән түркийәгә йетип кәлгән баас, бүгүн (16-апрел) му бәзи учришишларда болиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر