әрдоған исмаил һәниййәгә тәзийә билдүрди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған пәрзәнтлири билән нәврилири исраилийәниң һуҗумида шеһит болған пәләстин исламий қаршилиқ көрситиш һәрикити — һамас сийасий бийуроси рәиси исмаил һәниййәдин һал сориди.

2126729
әрдоған исмаил һәниййәгә тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси байанат елан қилип, җумһур рәис әрдоғанниң исмаил һәниййә билән телефонлашқанлиқини уқтурди.

байанатта көрситилишичә, исраилийәниң һуҗумида балилири вә нәврилири шеһит болған исмаил һәниййәгә тәзийә билдүрүп, һал сориған җумһур рәис әрдоған, телефон сөһбити җәрйанида, исраилийәниң қанун алдида садир қилған җинайәтлириниң җавабкарлиқиниң чоқум тартилидиғанлиқини билдүргән.

бу даиридә йәнә, муавин җумһур рәис җәвдәт йилмазму өзиниң иҗтимаий таратқудики адресида учур һәмбәһриләп, үч оғли билән төт нәвриси исраилийәниң һуҗумида шеһит болған исмаил һәниййәгә тәзийә билдүргән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر