әрдоған пакистан пирезиденти асиф әли зәрдари билән көрүшти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған пакистан пирезиденти асиф әли зәрдари билән телефонда көрүшти.

2125711
әрдоған пакистан пирезиденти асиф әли зәрдари билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси учур- алақә идарисиниң байанатида, сөһбәттә түркийә - пакистан мунасивәтлириниң музакирә қилинғанлиқи билдүрүлди.

җумһур рәис әрдоғаниң сөһбәттә икки дөләт оттурисидики мунасивәтләрни һәр саһәдә күчәйтиш ирадисини тәкитләп: «бу үлгилик икки дөләт оттурисидики мунасивәтләр, кейинки басқучта өткүзүлидиған йуқири дәриҗилик истратегийәлик һәмкарлиқ кеңиши йиғини билән техиму күчәйтилиду» деди.

җумһур рәис әрдоған пакистандики терорлуқ һуҗумида һайатидин айрилғанларға тәзийә билдүрүп,  зәрдариниң қәдир кечисини вә йеқинлап қалған роза һейтини тәбриклиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر