әрдоған айасофийаи кәбир җамәсидә җамаәткә хитаб қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түнүгүн истанбулдики айасофийаи кәбир җамәсидә җүмә намизи өтигәндин кейин җамаәткә хитаб қилди.

2125531
әрдоған айасофийаи кәбир җамәсидә җамаәткә хитаб қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис җамаәтниң қәдир кечисини тәбрикләп: «рәббим қәлбиңларни бир вә баравәр қилсун» деди вә сөзиниң давамида исраилийәниң ғәззәдики һуҗумлири тоғрисида тохтилип: «қериндашлиримиз у йәрдә исраилийәниң зулуми астида. рәббим бу қериндашлиримизни зулумдин ләйләи қәдир (қәдир кечиси)дики дуалар һөрмити үчүн қутулдурсун. биз һазир қилалайдиған барлиқ йардәмләрни қиливатимиз, адаққичә қилишни давамлаштуримиз» деди.

ал имран сүрисиниң 103-айитини оқуп, бирлик вә баравәрликниң әһмийитини тәкитлигән җумһур рәис әрдоған: «һәммиңлар аллаһниң арғамчисини, йәни қуранни чиң тутуңлар. бөлүнмәңлар. асаслиқ мәсилә бу. биз бөлүнмәймиз, бир болимиз, баравәр болимиз. бу мунасивәт билән пәрвәрдигарим күчимизни, қуввитимизни даим қилсун. рәббим бизни рамизани шәрифкә наил қилғандәк, иншааллаһ, байрамғиму наил қилсун. бизни һейтни һейттәк өткүзгәнләрдин қилсун. аллаһтин бирликимизни мәңгүлүк қилишини тиләймән» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر