әрдоғанниң башчилиқида дөләт хәвпсизлик йиғини ечилди

дөләт хәвпсизлик кеңиши йиғинида, террорлуқ тәшкилатлирини җасарәткә игә қилған барлиқ актийорларниң террорлуқ билән болған алақисини узун муддәтлик вә кечиктүрмәстин үзүшиниң муһимлиқи тәкитләнди.

2125029
әрдоғанниң башчилиқида дөләт хәвпсизлик йиғини ечилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң рийасәтчиликидә җумһур рәислик мәһкимисидә өткүзүлгән дөләт хәвпсизлик кеңиши йиғинидин кейин, хитабнамә елан қилинди.

хитабнамәдә, террорлуқ тәшкилатлири вә уларниң қоллиғучилириға һәр қандақ әһвалда һечқандақ орун берилмәйдиғанлиқи тәкитлинип,  «п к к|к җ к-й п г террорлуқ тәшкилатиниң йавропада йашайдиған пуқралиримизни вә әлчихана-консулханилиримизни нишан қилған һуҗумлири йеқиндин көзитиливатиду. террорлуқ тәшкилатлирини риғбәтләндүридиған барлиқ актийорларниң, террорлуқ билән болған алақисини узун муддәтлик вә кечиктүрмәстин үзүши муһим» дейилди.

хитабнамәдә йәнә, хәлқаралиқ җәмийәтниң, исраилийәниң ғәззә хәлқи вә инсанпәрвәрлик йардәм тәшкилатлириға 7-өктәбир (2023) дин башлап давамлаштуруватқан һуҗумини ахирлаштуруш вә узун муддәтлик тинчлиқни қолға кәлтүрүш тиришчанлиқлирини қоллашқа чақирилғанлиқи көрситилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر