әрдоған: түркийә вә районниң кәлгүсидә террорниң орни йоқлуқини һәммигә көрситимиз

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған: «бизниң түркийә вә районниң кәлгүсидә террорлуқниң орни йоқлуқини һәммигә көрситиш ирадимиз қәтий» деди.

2124550
әрдоған: түркийә вә районниң кәлгүсидә террорниң орни йоқлуқини һәммигә көрситимиз

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимисиниң көргәзмә залидики сақчи, жандарма вә деңиз қирғиқи муһапизәт әтрити әзалириға берилгән иптар пирограммисида сөз қилди.

әрдоған терроризмниң сийасәт һалқиған мәсилә дәп қарилишқа тегишлик иш икәнликини тәкитләп: «п к к сидин фәтөсиғичә, даешидин DHKP / C сиғичә болған барлиқ террорлуқ тәшкилатлири хәлқимизниң дүшмини. һөкүмәт вә дөләт болуш сүпитимиз билән, биз террорлуққа қарши наһайити үнүмлүк вә мувәппәқийәтлик күрәш қилдуқ, қиливатимиз» деди.

түркийәниң дөләт ичи-сиртида террорлуқни мәнбәсидә турғузуп йоқитиш истратегийәсиниң нәтиҗисини көргәнликини билдүргән әрдоған, үзлүксиз елип берилған зәрбә бериш һәрикәтлири арқилиқ бөлгүнчи террорлуқ тәшкилатиниң йоқилиш басқучиға кәлтүрүлгәнликини әскәртип: «биз ирақ вә сүрийәдики зәрбә бериш һәрикәтлиримиз арқилиқ даеш вә п к к / й п г террорлуқ тәшкилатлирини чегралиримиздин йирақлаштурдуқ. бу иҗабий қәдәмлиримизни қәтийлик билән давамлаштуримиз. бизниң түркийә вә районниң кәлгүсидә террорлуқниң орни йоқлуқини һәммигә көрситиш ирадимиз қәтий» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر