хақан фидан шималий атлантик әһди тәшкилати йиғини үчүн бирйусселға йетип барди

түркийә шималий атлантик әһди тәшкилати-нато башлиқлар йиғинида террорлуққа қарши күрәшни күнтәртипигә елип келиду.

2124053
хақан фидан шималий атлантик әһди тәшкилати йиғини үчүн бирйусселға йетип барди

түркийә авази радийоси хәвири: шималий атлантик әһди тәшкилати-нато ташқи ишлар министирлири 3 - апрелдин 4 – апрелғичә өткүзүлидиған 2024 – йилиниң тунҗи йиғини үчүн белгийәниң пайтәхти бирйусселда бир йәргә җәм болиду.

ташқи ишлар министири хақан фидан йиғинда түркийәгә вакалитән бирйусселға йетип барди.

йиғин күнтәртипидә, омумий чекиндүргүч күчкә мунасивәтлик темилар, террорлуққа қарши күрәш вә украинадики өзгиришләрниң барлиқи мәлум.  

йиғинда, шиветсийә билән финландийә әза болғандин кейинки натониң әң йеңи вәзийити шундақла вашингтон башлиқлар йиғининиң тәййарлиқлириму күнтәртипкә келиду.

министир хақан фидан йиғинда натониң террорлуққа қарши ортақ күрәш қилиши керәкликини вә буниң натониң вәзипилиридин бирси икәнликини, һәмдә натониң бир қисим әзалириниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г билән һәмкарлиқ мунасивити орнитишни қәтий қобул қилғили болмайдиғанлиқини йәнә бир қетим тәкитләйду.

хақан фидан йәнә, иттипақдашларниң мудапиә санаити саһәсидә өзара ембарго вә чәклимә қойушиниң натониң роһиға хилап икәнликини тилға елип, түркийәниң йавропаниң мудапиә вә бихәтәрликигә үнүмлүк капаләтлик қилишқа алақидар көз қарашлирини йәткүзиду.

йиғин җәрйанида, министир фиданниң әнглийә, германийә, булғарийә вә финландийә ташқи ишлар министирлири билән айрим көрүшидиғанлиқи тәхмин қилинмақта.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر