түркийә ғәззәдики шипа дохтурханисиниң көрүнүшлири тоғрисида байанат елан қилди

түркийә ғәззәдики шифа дохтурханисида тартилған сүрәтләрниң исраилийәниң пәләстин хәлқини қәстән вә системилиқ йоқитишни мәқсәт қилғанлиқиниң испати икәнликини оттуриға қойди.

2123423
түркийә ғәззәдики шипа дохтурханисиниң көрүнүшлири тоғрисида байанат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип: «исраилийә даирилириниң йеқинқи 6 ай ичидә садир қилған җинайити инсанийәт тарихида йүз бәргән әң еғир вәһшийликләрниң бири» деди вә бу җинайәтләрни садир қилғанларниң һәммисиниң сотлинидиғанлиқини, бу җинайәтләрниң садир болушиға көз йумғанларниң исимлириниң тарихта дағ болуп қалидиғанлиқини билдүрди.

«ғәззәдики шифа дохтурханисиниң сүрәтлири исраилийәниң пәләстин хәлқини қәстән вә системилиқ йоқитишни мәқсәт қилғанлиқиниң испати» дейилгән байанатта, инсан виҗдани вә қанунни нәзәрдин сақит қилип, йәр шариниң тинчлиқи вә муқимлиқиға зийан йәткүзүватқан исраилийәни тохтитишниң хәлқара җәмийәтниң бурчи икәнлики тәкитләнди.

байанатта йәнә: «бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишидә қобул қилинған әң йеңи уруш тохтитиш қарари биилән хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимисиниң қошумчә тәдбирләрни йолға қойуш қарариниң иҗра қилинишиға капаләтлик қилиш үчүн, зөрүр тәдбирләрни кечиктүрмәстин йолға қойуш лазим» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر