әрдоған иран пирезиденти ибраһим рәиси билән көрүшти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған иран пирезиденти ибраһим рәиси билән телефонда көрүшти.

2122950
әрдоған иран пирезиденти ибраһим рәиси билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик учур - алақә идарисиниң иҗтимаий алақә адресида елан қилинған учуриға асасланғанда, сөһбәттә, түркийә билән иранниң икки тәрәплик мунасивәтлири, исраилийәниң пәләстин земиниға қиливатқан һуҗумлири вә райондики инсанпәрвәрлик вәзийити музакирә қилинған.

җумһур рәис әрдоған сөһбәттә, бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң ғәззәдә уруш тохтитиш қарариниң тездин иҗра қилиниши үчүн тиришчанлиқни давамлаштурушниң муһимлиқини тәкитлигәндин башқа йәнә,  әлфәтиһ вә һамасниң бу җәрйанда иттипақлишип һәрикәт қилиши лазимлиқини билдүргән.

әрдоған исраилийәниң җиддийчиликни районға кеңәйтиш урунушлириниң алдини елиш үчүн ортақ тиришчанлиқ көрситишниң лазимлиқини оттуриға қойған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر