фидан: террорни тәлтөкүс йоқитиш ирадимиз қәтий

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири хақан фидан түркийәниң терорлуққа қарши туруш күришиниң мисли көрүлмигән сәвийәгә йәткәнликини әскәртип: «бизниң террорни тәлтүкүс йоқитиш ирадимиз қәтий» деди.

2122357
фидан: террорни тәлтөкүс йоқитиш ирадимиз қәтий

түркийә авази радийоси хәвири: министир хақан фидан түнүгүн измирда байанат берип, түркийәниң әзәлдин әгә деңизи йаки шәрқий ақдеңизда дүшмәнлик пәйда қилиш нийитидә болмиғанлиқини, әмма һалқилиқ мәнпәәтини қоғдаштинму өзини қачурмайдиғанлиқини әскәртти вә терорлуқни тәлтүкүс йоқитиш ирадисиниңму қәтий икәнликини тәкитлиди.

фидан сөзидә, украинадики уруш билән ғәззәдики зулумға адил вә узақ муддәтлик тинчлиқ орнитиш асасида хатимә бериш тиришчанлиқиниң күнтәртипниң алдинқи қатаридин орун еливатқанлиқини билдүрди.

у йәнә, өзлириниң балқан вә җәнубий кавказ районида район характерлик игә чиқиш мәдәнийитини бәрпа қилип, тинчлиқ вә муқимлиқ земинини күчәйтишкә тиришиватқанлиқлирини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر