дөләт мудапиә министирлиқи исираилийә билән һечқандақ һәмкарлиқиниң йоқлуқини билдүрди

дөләт мудапиә министирлиқи исираилийә билән һәрбий тәлим-тәрбийә, маневир вә мудапиә санаити саһәлиридә һечқандақ һәмкарлиқ паалийәтлириниң йоқлуқини билдүрди.

2120752
дөләт мудапиә министирлиқи исираилийә билән һечқандақ һәмкарлиқиниң йоқлуқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқи йазма байанат елан қилип, исираилийәниң ғәззәдә айал вә кичик бала дәп айрип олтурмастин, дохтурхана, мәктәп, мусапирлар лагерлири вә пуқраларни һуҗум нишани қилған һәрикәтлирини давамлаштуруватқанлиқини тәкитлиди.

байанатта мундақ дейилди:

«пәләстинни һәр даим қоллиған түркийә җумһурийитиниң пәләстинликләргә зийан беридиған паалийәтләрни қилиши йаки бу түрдики паалийәтләргә қетилиши мумкин әмәс. бу рамкида, дөләт мудапиә министирлиқиниң исираилийә билән һәрбий тәлим-тәрбийә, маневир вә мудапиә санаити қатарлиқ саһәләрдә һечқандақ һәмкарлиқ паалийәтлири йоқ.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر